Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири тиббий давалашни қобул қиламду?

Йәһва гувачилири тиббий давалашни қобул қиламду?

 Қобул қилимиз, Йәһва гувачилири тибабәт вә тиббий давалашқа қарши әмәс. Гәрчә биз саламәтлигимизни күтсәкму, бәзидә биз дохтурға муһтаҗ болумиз (Луқа 5:31). І-әсирдә яшиған мәсиһий Луқаға охшаш, бәзи Йәһва гувачилири дохтур болуп ишләйду (Колосилиқларға 4:14).

 Амма бәзи давалаш усуллири Муқәддәс китап принциплириға қарши вә биз уларни рәт қилимиз. Мәсилән, биз қан қуйдурушқа келишмәймиз, сәвәви Муқәддәс китап һаятни сақлаш үчүн тениға қан қобул қилишни мәнъий қилиду (Әлчиләр 15:20). Шуниңға охшаш, Муқәддәс китап даханлиқ давалаш усулларниму мәнъий қилиду (Галатилиқларға 5:19-21).

 Лекин тибабәтниң көплигән давалаш усуллири Муқәддәс китапниң принциплириға қарши әмәс. Һәр қандақ киши қандақ усулда давалинишни өзи таллайду. Бир Гувачи мәлум бир давалаш усулини қобул қилишқа қарар қилса, башқиси уни рәт қилиши мүмкин (Галатилиқларға 6:5).