Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

«Һазир дунияни өзгәртишим керәк дәп әсла ойлимаймән»

«Һазир дунияни өзгәртишим керәк дәп әсла ойлимаймән»
  • ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1966

  • ДӨЛИТИ: ФИНЛЯНДИЯ

  • ҚИСҚИЧӘ ТАРИХИ: СӘЯСИЙ ПААЛИЙӘТЧИ

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:

Балилиқ чеғимдин тәбиәтни яхши көрүмән. Мәркизий Финляндияниң Йювяскюля шәһиридә туғулуп, чоң болдум. Аиләм билән әтрапимиздики қоюқ орманлар вә гөзәл көлләргә дайим берип, хошал-хорам дәм елип һузур алаттуқ. Мән һайванатларниму бәк яхши көримән. Кичик чеғимда, мән ишт яки мөшүкни көрсәм, қучуғумға алғум келәтти. Чоңирақ болғанда, кишиләрниң һайванатларни хорлиғанлиғиғини көрүп, көңлүм йерим болған еди. Кейинәрәк мән һайванатларни қоғдаш тәшкилатиға әза болдум. У йәрдә ой-пикирлиримиз охшаш кишиләрни учраттим.

Һайванатларни қоғдаш үчүн паалийәтләрни елип бардуқ. Тәшвиқат варақчилирини тарқаттуқ. Жуң-терә мәһсулатлирини сетиватқан дуканларға вә һайванатларни тәҗрибә синиғи қилидиғанлар орунларға қарши намайишларни өткүзәттуқ. Биз һәтта һайванатларни қоғдаш үчүн йеңи тәшкилатни қурдуқ. Паалийитимизни кәң даиридә елип бериш үчүн чәктин ашқан усулларни қолланғанлиғимиз үчүн аварчилиқларға дуч келәттуқ. Һөкүмәт тәрипидин бирнәччә қетим қолға елинип, сотландим.

Мениң қәлбимни пәқәт һайванатларниң мәсилиси әмәс, бәлки дуниядики башқа қийинчилиқларму азаплиди. Вақит өтүп, мән «Хәлиқара сәясий мәһбусларниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш тәшкилати» вә «Йешил течлиқ тәшкилати» қатарлиқ бирқанчә тәшкилатқа әза болдум. Уларниң паалийитини қоллап-қувәтләш үчүн бар күчимни чиқардим. Кәмбәғәл, ачарчилиқ вә муһтаҗлиқта қалғанлар вә башқа қийинчилиқни баштин кәчүрүватқанларниң һоқуқлирини һимайә қилаттим.

Лекин вақит өткәнсири дуниядики әһвални өзгәртәлмәйдиғанлиғимни чүшәндим. Мәзкүр тәшкилатлар бәзи кичик қийинчилиқларни һәл қилған болсиму, чоң қийинчилиқларни һәл қилалмиған. Һәтта шу қийинчилиқлар техиму еғирлишип кәткән еди. Худди рәзил күчләр пүтүн дунияни чаңгилиға еливалғандәк вә һечкимниң кари йоқтәк туюлған еди. Мән өзүмни қолумдин һеч нәрсә кәлмәйдиғандәк һис қилдим.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ:

Қолумдин һеч нәрсә кәлмигини үчүн көңлүм бәк ағрип, Худа вә Муқәддәс китап һәққидә ойлинишқа башлидим. Бурун Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған едим. Гәрчә уларниң маңа болған меһрибанлиғи вә ғәмхорлуғини яқтурған болсамму, һаят тәрзимни өзгәртишкә тәйяр болмиған едим. Бирақ бу қетим вәзийәт башқичә еди.

Муқәддәс китапни елип, оқушни башлидим. Бу мениң яриланған қәлбимгә худди шипалиқ мәлһәмдәк болди. Оқуған көп айәтләрниң һайванатларға яхши муамилә қилишқа үндәйдиғанлиғини байқидим. Мәсилән, «Һәққаний адәм өз мал-варинини асримай қалмас»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 12:10). Шундақла мән бу дуниядики қийинчилиқларға Худаниң әйипкар әмәслигини чүшинип йәттим. Адәмләр Худаниң йол-йоруғиға әмәл қилмиғачқа, қийинчилиқлар еғирлишип кетиду. Йәһваниң меһир-муһәббити вә сәвир-тақити тоғрилиқ билгәндә, бу маңа қаттиқ тәсир қилди (Зәбур 103:8—14).

Шу вақитта «Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?» намлиқ китапқа еришиш үчүн илтимасни толдуруп әвәттим. Узун өтмәй, Йәһва гувачилири өйүмгә келип, Муқәддәс китап тәтқиқ үгиниши өткүзүшкә тәклип қилди. Мән тәклипни қобул қилдим. Шундақла мән Ибадәт жиғилишлириға беришни башлидим. Нәтиҗидә Муқәддәс китаптики һәқиқәт қәлбимдә чоңқур йилтиз тартишқа башлиди.

Муқәддәс китап һаятимни өзгәртишкә ярдәм бәрди. Тамака чекишни, һарақни һәддидин зиядә көп ичишни ташлидим. Ташқи көрүнүшимни түзитип, ағзимни яман қилишни тохтаттим. Униңдин башқа, мән һөкүмәтләргә болған көзқаришимни өзгәрттим (Римлиқларға 13:1). Әхлақсиз һаят кәчүрүш тәрзигә петип қалған едим. Бирақ бу тәрәптинму көп өзгиришләрни қилдим.

Мән үчүн сәясий тәшкилатларға болған көзқаришимни өзгәртиш интайин қийин болди. Буниңға көп вақит кәтти. Башта шу тәшкилатлардин алақәмни үзсәм, хиянәт қилған болумән дәп ойлидим. Лекин вақит өткәнсири, пәқәт Худа Падишалиғи һәқиқий үмүтни берәләйдиғанлиғиға көзүм йәтти. Шуңа, мән бу Падишалиқни қоллап-қувәтләш үчүн күч чиқиришқа тиришаттим (Мәтта 6:33).

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?

Мән сәясий паалийәтчи болғач, кишиләрни икки топқа бөләттим. Бирлири яхши, башқа бирлири яман. Яман дәп қариған адәмләргә қарши чиқаттим. Бирақ Муқәддәс китапниң ярдими арқилиқ әнди адәмләргә өчмәнлик қилишни ташлидим. Әксинчә Худаға хас меһир-муһәббәтни барлиқ инсанларға көрситишкә тиришимән (Мәтта 5:44). Шуниң билән биргә бундақ меһир-муһәббәт көрситишниң бир йоли — Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни башқиларға ейтиш. Шундақ вәз ейтиш арқилиқ адәмләрниң течлиқ вә шат-хорамлиққа еришишигә ярдәм берәлигәнлигимни көргәндә, хошаллиғим ичимгә патмай қалиду.

Қийинчилиқларни Йәһва Худаниң қолиға тапшурушни үгинип, көңлүм тинч-хатирҗәмлик тапти. Йәһва Яратқучи сүпитидә кишиләрниң һайванатларни мәңгү хорлишиға вә гөзәл жут-маканимиз болған йәр шарини вәйран қилишиға һәргиз йол қоймайду. Әксинчә пат йеқинда Худа Падишалиғи яманлиқ қилғучилар кәлтүрүп чиқарған барлиқ зиянни йоқ қилиду (Йәшая 11:1—9). Бу һәқиқәтләрни билгиним үчүнла әмәс, бәлки башқиларниң шу кәлгүси һәққидики үмүткә ишәнч бағлишиға ярдәм берәлигәнлигимдин зор мәмнунлуқ һис қилимән. Һазир дунияни өзгәртишим керәк дәп әсла ойлимаймән.