Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-САВАҚ

Ақсақаллар җамаәттә қандақ вәзипиләрни атқуриду?

Ақсақаллар җамаәттә қандақ вәзипиләрни атқуриду?

Финляндия

Гувалиқ бериш

Көңүл бөлүш

Гувалиқ бериш

Тәшкилатимизда мааш елип хизмәт қилидиған роһанийлар йоқ. Әксичә, биринчи әсирдики мәсиһийләрниң җамаитидә болғандәк, бүгүнки күндиму «Худаниң җамаитини беқиш үчүн» тәҗрибилик ақсақаллар тайинлиниду (Әлчиләр 20:28). Роһий җәһәттин йетилгән бу бурадәрләр, йәни ақсақаллар, җамаәттә рәһбәрлик қилиду. Улар җамаәтни «мәҗбурий түрдә әмәс, бәлки разимәнлик билән, һарам йол билән пайда көрүш үчүн әмәс, әксичә, ихлас билән бақиду» (Петрусниң 1-хети 5:1—3). Ақсақаллар бизниң пайдимиз үчүн қандақ ишларни қилиду?

Улар җамаәтни һимайә қилиду. Ақсақаллар җамаәткә рәһбәрлик қилип, уни роһий зиянлиқтин қоғдайду. Улар өзлиригә мошундақ муһим вәзипиниң тапшурулғанлиғини чүшәнгәнликтин, Худаниң хәлқи үстидин һөкүмранлиқ қилмайду, әксичә, бизниң пайдимиз үчүн әмгәк қилип, Худаға хурсәнлик билән хизмәт қилишимиз үчүн җан көйдүриду (Коринтлиқларға 2-хәт 1:24). Һәрбир қойни билидиған ғәмхор падичидәк, улар җамаәтниң һәрбир әзасиға көңүл бөлүшкә тиришиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:23).

Улар бизни Худаниң ирадисини орунлашни үгитиду. Етиқадимизни мустәһкәмләш үчүн ақсақаллар һәр һәптә җамаәт учришишлирини өткүзиду (Әлчиләр 15:32). Худаға садақәтмән бу кишиләр биз билән хизмәтниң һәрқандақ түрлиридә һәмкарлишип, вәз қилишни үгитиш арқилиқ вәзилик паалийәткә йетәкчилик қилиду.

Улар бизгә шәхсий көңүл бөлиду. Ақсақаллар һәрбиримизниң роһий еһтияҗлиримизға ғәмхорлуқ қилиду. Улар бизни Муқәддәс Язмиларниң ярдими билән қоллап, тәсәлли бериш үчүн өйүмизгә йоқлап келиши яки Ибадәт өйидә сөһбәтлишиши мүмкин (Яқуп 5:14, 15).

Җамаәттики вәзипиләрни атқуруштин ташқири, ақсақалларниң көпинчиси ишләйду. Уларниң вақит билән көңүл бөлүшини тәләп қилидиған аилилириму бар. Мошу ихласмән ақсақаллар һәқиқәтән һөрмәткә сазавәрдур (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13).

  • Ақсақаллар җамаәттә қандақ вәзипиләрни атқуриду?

  • Ақсақаллар һәрбиримизгә қандақ көңүл бөлиду?