16-СОАЛ
Ғәм-әндишиләргә қандақ тәқабил туралаймиз?
«Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой, У сени йөләйду; У һәққанийларни һәргиз тәврәтмәйду».
«Әстаидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт молчилиққа йетәкләр; чечилаңғуларниң ойлири болса, уларни пәқәт йоқсизлиққа йетәкләр»
«Қорқма; чүнки Мән сениң билән биллидурмән; Уян-буян қарап һодуқмаңлар; чүнки Мән сениң Худайиңдурмән; Мән йәнә сени күчәйтимән, шундақ Мән саңа ярдәмдә болимән!; Дәрһәқиқәт, Мән Өзәмниң һәққанийлиғимни билдүридиған оң қолум билән йөләймән».
«Қайсиңлар пай-петәк болуп, һаятиңларни кичиккинә болсиму узарталайсиләр?»
«Һечқачан әтики күн һәққидә ғәм қилмаңлар, чүнки әтиниңму өз тәшвишлири бар. Һәр күнниң әндишиси өзигә йетиду».
«Муһимирақ нәрсигә көз йәткүзүңлар».
«Һечнәрсидин әндишә қилмаңлар, бәлки һәммә нәрсидә дуга һәм ялвурушта Худаға миннәтдарлиқ билән илтимаслириңларни ечиңлар, һәм һәрқандақ пикирләрдин үстүн турудиған Худаниң тиничлиғи жүрәклириңларни һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду».