Мәзмунға өтүш

«Көзгә көз» дегән немини билдүриду?

«Көзгә көз» дегән немини билдүриду?

Муқәддәс китапниң җавави

 «Көзгә көз» дегән қанун Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ қедимий Исраил хәлқигә бәргән қануниниң бир қисми еди. У қанунни Әйса Мәсиһму Тағдики тәлимидә тилға алған еди (Мәтта 5:38; Чиқиш 21:24, 25; Қанун шәрһи 19:21). Бу қанун қандақту бир яман иш қилған кишини қилғиниға яриша җазалаш керәклигини билдүрәтти a.

 Бу қанун башқа бир кишигә қәстән зиян кәлтүргән кишигә һөкүм чиқиришта қоллинилатти. Җинайәтчигә тегишлик Мусаниң қанунида мундақ йезилған еди: «Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә көз, чишиға чиш нака қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун» (Лавийләр 24:20).

 «Көзгә көз» қануниниң мәхсити немә болди?

 “Көзгә көз” қануни адәмләргә шәхсән өч елиш һоқуқини бәрмигән. Әксичә, бу принцип тәйинләнгән сотчиларға җинайәтчигә һәддидин ташқири еғир яки йеник җаза бәрмәй, қилған ишиға мувапиқ җазани беришқа ярдәм берәтти.

 Бу қанун шундақла адәмләрни башқиларға қәстән зиян кәлтүрүштин вә һәтта шундақ нийәттин агаһландурған. Мусаниң қанунида чүшәндүрүлгәндәк, «Башқилири болса, буни аңлап қорқиду вә келәчәктә бундақ зулумни араңда қилмайду» (Қанун шәрһи 19:20).

 Мәсиһийләр «көзгә көз» қануниға әмәл қилиши керәкму?

 Яқ. Бу қанун Тәврат қануниниң бир қисми еди, амма Әйса Мәсиһниң өлүми Тәврат қанунини күчидин қалдурди (Римлиқларға 10:4).

 Шундақ болсиму, бу қанун Худаниң көзқаришини чүшинишкә ярдәм бериду. Мәсилән, у Худаниң адаләтни қәдирләйдиғанлиғини көрситиду (Зәбур 89:14). Буниңдин ташқири у қанун, Худаниң адаләт өлчәмлири бойичә, гуна қилған кишини йетәрлик дәриҗидә җазалаш керәклигини көрситиду (Йәрәмия 30:11).

 «Көзгә көз» қануни һәққидики натоғра пикирләр

 Натоғра пикир: «Көзгә көз» қануни һәддидин ташқири рәһимсиз болди.

 Һәқиқәт: Бу қанун җинайәтчини рәһим-шәпқәтсиз түрдә җазалаш керәклигини билдүрмәтти. Әксичә, у қанунни тоғра қолланғанда, лайәқәтлик сотчилар җинайәтчигә җаза чиқириштин алдин, биринчи новәттә вәзийәтни тәтқиқ қилип, җинайәтниң қанчилик қәстән қилинғанлиғиға нәзәр ағдуратти (Чиқиш 21:28—30; Санлар 35:22—25). «Көзгә көз» қануни шундақ қилип һәддидин зиядә қаттиқ җаза чиқириштин нери болушқа ярдәм берәтти.

 Натоғра пикир: «Көзгә көз» қануни түгимәс өч елишқа дәвәт қилатти.

 Һәқиқәт: Мусаниң қанунида мундақ йезилған: «Сән интиқам алмиғин вә өз хәлқиңниң нәслигә һеч адавәтму сақлимиғин» (Лавийләр 19:18). Шәхсий өч елишқа дәвәт қилишниң орниға, Қанун адәмләрни Худаға тайинишқа вә қанунға хилаплиқ қилған һәрқандақ адәмни җазалаш үчүн Худа орнатқан қануний түзүмгә тайинишқа дәвәт қилатти (Қанун шәрһи 32:35).

a Талион қануни (латинчә lex talionis) дәпму атилидиған бу қанун башқиму қедимий хәлиқләрниң қануний тизимлирида учришатти.