Пәнд-нәсиһәтләр 24:1—34

24  Явуз адәмләргә көрәлмәслик қилма Вә улар билән достлуқни издимә,   Чүнки уларниң жүригидә зорлуқ қилиш Ойлири моҗут, уларниң еғизлири пәқәтла Зедә-зиянлиқ һәққидә сөзләйду.   Өй-макан даналиқ билән қурулиду вә Пәм-парасәтлик билән тәстиқлиниду.   Тәлимгә бенаән униң бөлмилири һәрхил Қиммәтбаһалиқ нәрсиләргә толиду.   Әқиллиқ әрдә нурғун күч бар вә билими Мол киши қувәтлик һәм идрәклик болиду.   Уруш жүргүзгәндә мәслиһәтләрни Пат-пат сора: нурғунлиған мәслиһәтчиләр Болғанда, ғалибийәтму келиду.   Надан һәқ даналиққа йетәлмәс, у Сот дәрвазилири алдида ағзиниму ачалмас.   Ким яманлиқ қилишни ойлиса, у зулум Нийәтләр қурғучи дегән атаққа еришиду.   Әқилсизликни ойлашниң өзи гуна вә Күпүрлүк қилғучидин инсанлар сәскиниду.  10  Әгәр сән дәрт күнидә чүшкүнлүккә берилсәң, Күч-қувитиң аҗизлишип кетиду.  11  Өлүмгә әкитиливатқанларни вә Һалакәткә елип меңилғанларни Қутқузуштин баш тартамсән?  12  Әгәр: «Биз буни билмигән едуқ»,— десәң, Жүрәкләрни Синиғучи ойлириңни билмәмду? Саңа беқиватқан һәрбир кишигә ишлири бойичә Җазалаш яки мукапатлаш болмамдиған?  13  Оғлум, һәсәлни истимал қил, чүнки у Пайдилиқ вә һәрә угисиму тетишқа татлиқ.  14  Шуниңдәкла даналиқниму истимал қил, Җениң үчүн у тәмлик. Әгәр уни тапсаң, Сениңда мевә болуп, үмүтүң һалак болмас.  15  Қанунсиз һәққаний маканиға шум нийәт Қилғандәк, қилма вә униң җайини бузма.  16  Сәвәви, һәққаний йәттә қетим жиқилсиму, Бәрибир қопиду, һә, қанунсиз апәт Вақтида жиқилса, һәргиз туралмайду.  17  Дүшминиң жиқилғанда хошал болма Һәм у путлашқанда, көңлүң шатланмисун.  18  Болмиса, Йәһва буни көрүп, уни Яманлиқ дәп санайду. Шуниң билән У дүшминиңгә рәнҗишини қайтуриду.  19  Зулумларға қарап, хапа болма вә Қанунсизларға зади һәсәт қилма,  20  Чүнки гунакарларниң келәчиги йоқ, Кәлгүсидә уларниң чириғи өчүрүлиду.  21  Оғлум, Йәһвадин һәм падишадин қорққин Вә исиянчилар билән алақида болма,  22  Чүнки зор апәт уларға уштумтут келиду. Ким билсун, уларни қандақ җазаға тутиду.  23  Мана, йәнә данишмәнләрниң гәплири: Сотта үз хәтир қилмақ яхши әмәс.  24  Ким беқанун кишигә: «Сән һәққаний»,— десә, Уни қәбилиләр ләнәткә тутиду.  25  Бирақ һәқиқәтни ейтқанларға яхшилиқ болиду. Уларға муваппәқийәтләр келиду.  26  Ким диянәтләрчә җавап бәрсә, Униң калпуклирини сөйиду.  27  Өйүңниң сиртидики ишларни түгәт Вә етизиңдиму ишиңни пүтәр, Андин өйүңниму рәтлә.  28  Йениңдики кишигә бесәвәп гувачи болма, Башқиларни бекардин-бекар алдима.  29  Ейтма: «У мениң билән қандақ қилған болса, Мәнму униңға шундақ қилимән. Униң ишлири бойичә җавап қайтуримән!»  30  Мән бели бош адәмниң үзүмзарлиғи Вә етизи йенидин өттүм.  31  Мана, етизи лойли кокатқа тошупту Вә тикән билән чақақ уларни бесивапту. Таш қашаси болса, өрүлүп кетипту.  32  Мән буларни көрүп, ойлинип қалдим Һәм өзәмгә савақ алдим.  33  Кичиккинә ухлайсән, кичиккинә үгдәйсән, Азғина қол қоштуруп олтирисән.  34  Вә, мана, гадайлиқ қарақчидәк саңа йепилди Вә намратлиқ қуралланған әскәрдәк Һуҗумда етилди.

Изаһәтләр