Тимотийға 2-хәт 3:1—17

3  Лекин шуни билгинки, ахирқи күнләрдә адәттин ташқири қийин вақитлар болиду.  Инсанлар өзинила яхши көрүдиған, пулхумар, өзигә ишинидиған, тәкәббур, күпүрлүк сөзләйдиған, ата-анисиға бойсунмайдиған, миннәтдарсиз, садиқсиз,  туққанлиқтин бәзгән, җаһил, төһмәтхор*, өзини туталмайдиған, вәһши, һиммәтликкә өч,  сатқун, мәнмән, мәғрур, Худани әмәс, һөзүрлинишни яхши көрүдиған,  Худаға вападар көрүнидиған, амма вапалиқниң күчини рәт қилидиған болиду. Шундақлардин жирақ тур.  Уларниң арисидин чевәрлик билән өйләргә киривелип, һәрхил һәвәсләр билән йетәклинидиған вә гуналарға патқан аҗиз аялларни өз тутқунлири қиливалидиғанлар пәйда болиду.  Бу аяллар һәр вақитта тәлим алсиму, лекин һәқиқәтниң тоғра билимигә егә болалмайду.  Янний билән Ямбрий Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши турған болса, уларму шундақ һәқиқәткә қарши туриватиду вә улар әқли тамамән бузулған һәм етиқат тәрипидин мақуллашқа яримайдиған адәмләрдур.  Шундиму улар муваппәқийәт қазиналмайду, чүнки әву иккисиниң әқилсизлиги рошән болғандәк, буларниңму әқилсизлиги һәммиси үчүн рошән болиду. 10  Лекин сән тәлимдә, һаят тәрзиңдә, мәхсәттә, етиқатта, узақ сәвирликтә, меһир-муһәббәттә, тәқабиллиқта маңа тәқлит қилдиң 11  һәм Антакия, Кония вә Листрада маңа дучар болған тәқипләрдиму һәм азап-оқубәтләрдиму әгәштиң, лекин шуларниң һәммисидин Пәрвәрдигарим мени қутулдурди. 12  Әсли Худаға Мәсиһ Әйсада вападарлиқ көрситип яшиғанларниң барлиғи тәқипкә учрайду. 13  Явуз һәм ялғанчи адәмләр болса, аздурулуп вә башқиларни аздуруп, барғансири техиму рәзиллишип кетиду. 14  Лекин сән кимдин тәлим алғиниңни билип, үгәнгиниңдә һәм көз йәткүзгиниңдә турғин 15  вә бовақ чеғиңдин Муқәддәс Язмилар билән тонуш болғиниң, сени Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана қилалайду. 16  Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур. 17  Сәвәви Худаниң адими һәммидин хәвәрдар болуп, һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болуши үчүндур.

Изаһәтләр

Яки «Иблистәк».