Мәзмунға өтүш

ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ

Немә үчүн дуа қилишим керәк?

Немә үчүн дуа қилишим керәк?

 Бир тәкшүрүшкә асасланғанда, Америкидики өсмүрләрниң 80 проценти дуа қилиду. Бирақ уларниң пәқәт йерими һәр күни дуа қилидикән. Шәк-шүбһисизки, бәзиләр мундақ сорайду: «Дуа пәқәт өзүңизни яхширақ һис қилишниң бир йолиму яки йәнә башқа пайдисиму барму?»

 Дуа дегән немә?

 Дуа — пүткүл каинатниң Яратқучиси билән һәқиқий параңлишиштур. Бу немини билдүридиғанлиғи тоғрилиқ ойлинип көрүң! Һәммигә Қадир Худа инсанлардин шунчә улуқ болсиму, «әмәлиятта У биздин жирақ әмәс» (Әлчиләр 17:27, ҺЗ). Дәрһәқиқәт, Муқәддәс китапта әҗайип тәклип йезилған: «Худаға йеқинлишиңлар һәм Уму силәргә йеқинлишиду» (Яқуп 4:8).

 Худаға қандақ йеқинлишалайсиз?

  •   Буниң бир йоли — дуа, бу арқилиқ сиз Худаға сөзләйсиз.

  •   Йәнә бир йоли — Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш. Бу арқилиқ Худа сизгә сөзләйду.

 Бундақ икки тәрәплимә сөһбәтлишиш, йәни дуа вә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш Худа билән болған достлуғиңизни мустәһкәмләйду.

 «Әң Улуқ Шәхс билән сөзлишиш инсанлар еришәләйдиған әң алий шан-шәрәптур!» (Җереми).

 «Йәһваға ич-бағримни төккәндә, өзүмни Униңға техиму йеқин һис қилимән» (Миранда).

 Худа дуаларни тиңшамду?

 Һәтта Худаға ишәнгән вә Униңға дуа қилип келиватқан һаләттиму, Униң һәқиқәтән дуани тиңшайдиғанлиғиға ишиниш тәс болуши мүмкин. Лекин Муқәддәс китапта Йәһвани «Дуаларни аңлиғучи» дәп тәсвирләнгән (Зәбур 65:2 [64:3, ҺЗ]). Йәнә «пүткүл ғәм-тәшвишлириңларни Униңға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилмақта» дегән сөзләрму йезилған (Петрусниң 1-хети 5:7).

 Ойлинип көрүң: җан достуңиз билән муңдишиш үчүн дайим вақит чиқирисиз. Худди шуниңға охшаш, Худа билән мунасивитиңизни риваҗландуруш үчүн Йәһва дегән исмини ишлитип, Униңға дайим дуа қилиң (Зәбур 86:5—7; 88:9 [85:5—7; 87:10]). Әмәлийәттә Муқәддәс китап бизни «һемишәм дуа» қилишқа дәвәт қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17, ҺЗ).

 «Дуа мән билән әрштики Атам оттурисидики мундишиш. Жүрәк-бағримни Униңға төкүмән» (Мосес).

 «Апам яки җаң достум билән параңлашқандәк, ичимдикиләрни Йәһва Худағиму очуқ ейтип беримән» (Карен).

 Немә һәққидә дуа қилсам болиду?

 Муқәддәс китапта: «Һечнәрсидин әндишә қилмаңлар, бәлки һәммә нәрсидә дуа һәм илтиҗада Худаға миннәтдарлиқ билән илтимаслириңларни ечиңлар»,— дәп йезилған (Филипиликләргә 4:6).

 Бу һәммә қийинчилиқлириңиз һәққидә ейтишқа болидиғанлиғини билдүрәмду? Һә-ә, шундақ. Муқәддәс китапта: «Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой, У сени йөләйду» (Зәбур 55:22 [54:23]).

 Әлвәттә, дуада Худаға пәқәт қийинчилиқлириңиз һәққидә ейтмайсиз. 23 яшлиқ Чантил исимлиқ аял мундақ дәйду: «Әгәр Йәһвадин пәқәт ярдәм сориған болсам, бу һәқиқий достлуқ болматти. Мениңчә, әң авал Униңға шүкүр ейтиш керәк. Әслидә Униңға миннәтдар болушниң сәвәплири көп».

 Ойлинип көрүң: сиз һаятиңиздики қайси нәрсиләр үчүн Худаға миннәтдар? Бүгүн қайси үч нәрсә үчүн Йәһваға миннәтдарлиғиңизни ипадиләләйсиз?

 «Һәтта аддий нәрсә, мәсилән чирайлиқ гүлни көрүп, дуада Йәһваға рәхмәт ейталайсиз» (Анита).

 «Йәһваниң мәлум бир яратмиси яки қәлбиңизгә қаттиқ тәсир қилидиған Муқәддәс китаптики бир айәт үстидә чоңқур ойлинип, Худаға миннәтдарлиқ билдүрүң» (Брайан).